көзәт тоғрисида
“көзәт” дуня миқясида уйғурлар һәққидә инглизчә, уйғурчә вә хитайчә хәвәр беридиған, мустәқил вә пайда алмайдиған ахбарат оргини. 2026-йили вашингтонни база қилип қурулған “көзәт”, уйғурларниң һаяти, һәқ-һоқуқлири вә уларға тәсир көрситидиған сиясәтләр һәққидә хәвәр бериду.
һәр бир тилдики нәшри бирла мәнбәдин тәрҗимә қилинмастин, бәлки өз оқурмәнлиригә қарита алаһидә тәһрирлиниду. шуңа бир хәвәр оқурмәнләргә өзлири үчүн әң муһим болған тилда йетип бариду.
уйғурлар һәққидә хәвәр беридиған мустәқил ахбарат органлири интайин аз санда болуп, уйғурлар мәркәзлик яшайдиған районлар мухбирлар үчүн асасән йепиқ һаләттә турмақта. “көзәт” мушу бошлуқни толдурушқа күч чиқириш, йәни уйғурларниң өзлиригә, шундақла уларға көңүл бөлидиған актип хәлқара оқурмәнләр, сиясәт бәлгилигүчиләр, тәтқиқатчилар вә журналистларға уйғурлар һәққидә хәвәр бериш үчүн қурулди.
“көзәт” америка баҗ идарисиниң 501(c)(3) маддисида етирап қилинған, баҗ кәчүрүм қилинған пайда алмайдиған иҗтимаий тәшкилат “Uyghur Monitor Inc.” тәрипидин нәшр қилиниду. биз һечқандақ тиҗарий елан қобул қилмаймиз, шундақла ианә қилғучилар бизниң немини вә қандақ хәвәр қилишимизға һечқандақ тәсир көрситәлмәйду. хизмитимиз пәқәт журналистик пиринсипларға тайиниду.
“көзәт” америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш җәмийитиниң (NED) тунҗи қетимлиқ ианә билән тәминлиши вә башқа бир қанчә органларниң дәсләпки қоллиши билән 2026-йили хизмитини башлиди. ианә қилғучиларниң “көзәт”ниң тәһрирлик қарарлирида һечқандақ роли йоқ.
қурғучи вә баш мудири
қасим қәшқәр
қасим қәшқәр илгири “америка авази”ниң мухбири болуп, уйғур ишлири вә әтрапидики кәң район һәққидә хәвәр ишлигән. у ню-йорк аммиви кутупханисиниң 2026–2027-йиллиқ кулман мәркизи (Cullman Center) тәтқиқат әзаси.
мудирийәт кеңиши
доналд кларк — рәис
доналд кларк җорҗ вашингтон университети қанун институтиниң пинсийәгә чиққан пәхри қанун пәнлири профессори. униң профессорлуқ хизмәт тәтқиқати асаслиқи кархана идарә қилиш, қануний органлар вә хитай иқтисадий ислаһатиниң қануний тәрәплири қатарлиқларни өз ичигә алған заманиви хитай қанунини мәркәз қилған. у “Chinalaw” (хитай қануни) дәп атилидиған, узундин бери давамлишип кәлгән елхәт тизимлики суписини қурған вә башқуруп кәлмәктә. шуниң билән биргә “хитай топлими” намидики билогниң вә “хитай қануни изаһлири” хәвәрнамисиниң язғучиси. у асия тәрәққият банкисиға хитай қануни бойичә мутәхәссис гуваһчи вә мәслиһәтчи болуп хизмәт қилғандин башқа, америка аксийә вә пай чеки базири комитети (SEC), аммиви ширкәтләрниң һесабатини назарәт қилиш комитети (PCAOB) вә америка әдлийәминистирлиқиға мәслиһәтчилик қилған. у америка ташқи мунасивәтләр кеңишиниң әзаси.
у прнстон университетиниң баклавури, лондон университети шәрқ вә африқа тәтқиқати институтиниң магистири, һәмдә харвард қанун институти қанун пәнлири докторлуқ (J.D.) унваниға еришкән. харвардта оқуватқан мәзгилдә “харвард қанун шәрһи” “Harvard Law Review” намлиқ журналиниң тәһрири болуп ишлигән.
ген бунин — хәзиничи
ген а. бунин райондики чоң тутқун қилишта қамалған кишиләрниң әһвалини хатириләйдиған “шинҗаң зиянкәшликкә учриғучилар мәлумат амбири” (shahit.biz) ниң қурғучиси вә мудири. 2018-йили бу түрни башлаштин илгири, у шинҗаңда бир нәччә йил яшиған һәмдә уйғур тили бойичә мустәқил тәтқиқат елип барған. у мәлуматларни дәлилләш, пакитларни тәкшүрүш вә көп мәнбәлик селиштуруш ишлири билән шуғуллиниду; униң академик арқа көрүнүши математика вә инженерлиқтур. у “The Guardian” (қоғдиғучи гезити), “Foreign Policy” (ташқи сиясәт журнили) вә “Agence France-Presse” (франсийә агентлиқи) қатарлиқ мәтбуатларда шинҗаңға аит мақалиләрни елан қилған.
бетани аллен — катип
бетани аллен тәкшүргүчи журналист вә чәтәлдә турушлуқ мухбир, шундақла “Financial Times” (малийә вақти гезити) тәрипидин 2023-йиллиқ әң яхши китаб дәп баһаланған “бейҗиң қаидилири: хитай дуняға тақабил туруш үчүн өз иқтисадини қандақ қоралға айландурди” намлиқ китабниң аптори. у австралийә истратегийәлик сиясәт институтиниң (ASPI) хитайни тәкшүрүш вә анализ қилиш гурупписиниң йитәкчиси. у илгири “Axios” намидики тор гезитиниң хитай ишлири мухбири болуп, бейҗиңниң чегра һалқип қандақ һалда күч көрситиш елип бериш усуллирини хәвәр қилған. шуниң билән биргә шинҗаңдики йиғивелиш лагерлириға аит мәхпий архипларни ашкарилиған “China Cables” (хитай һөҗҗәтлири) намлиқ хәлқаралиқ тәкшүргүчи журналистлар тәшкилатиниң (ICIJ) хәвәр түриниң баш мухбири болған. бу хизмити үчүн у кәспий журналистлар җәмийитиниң “Robert D. G. Lewis Watchdog Award” (роберт д. г. левис назарәтчилик мукапати) вә тор категорийәсидики тәкшүрүш журнализим мукапатиға еришкән. у илгири “Foreign Policy” (ташқи сиясәт) журнилида тәһрир вә язғучи болуп ишлигән. у тәйбейда туриду.
көзәт дәлевер штатида әнгә алдурулған, америка баҗ идариси 501(c)(3) маддисиға асасән баҗ кәчүрүм қилинған салаһийәткә игә пайда алмайдиған иҗтимаий тәшкилат “Uyghur Monitor Inc.” тәрипидин нәшр қилиниду. орган баҗ номури (EIN): 37-2218531. ианә қилғучилар қилған ианиләрни америка қанунида бәлгилигән даирә ичидә өзи төләшкә тегишлик баҗдин кемәйтиш елип баралайду.
