«Көзәт»ниң Әсәрлирини Қайта Нәшр Қилиш
«Көзәт»ниң мақалилири, тәкшүрүш хәвәрлири вә әсли графиклириниң нәшр һоқуқи © Uyghur Monitor Inc. ға тәвә. барлиқ һоқуқлар сақлиниду.
Хәвәрлиримиздин Пайдилиниш. Ахбарат органлири, тәтқиқатчилар вә башқиларниң «Көзәт»ниң байқашлири һәққидә хәвәр қилишини қарши алимиз. хәвәр қилғанда, тéкист ичидә «Көзәт»ниң намини эниқ тилға элиң (мәсилән: «Көзәтниң бир тәкшүрүшигә асосланғанда»), һәмдә әсли мақалиниң уланмисини бериң. «Көзәт» тунжи болуп хәвәр қилған байқашларни өзиңизниң хәвири сүпитидә элан қилишқа болмайду.
Нәқил Элиш. «Көзәт»ни мәнбә қилип көрситиш вә әсли мақалиниң уланмисини бериш шарти билән, 100 сөздин ашмайдиған қисқа парчиларни нәқил алсиңиз болиду.
Қайта Нәшр Қилиш. «Көзәт»ниң һәрқандақ мақалиси, хәвири яки тәкшүрүш хәвирини толуқ яки асосий қисмини қайта нәшр қилиш яки тәржимә қилиш үчүн «Көзәт»ниң язма рухсити тәләп қилиниду. Рухсәт сораш үчүн republishing@kozet.org адресиға элхәт әвәтип, қайта нәшр қилмақчи болған мақалә, уни элан қилидиған ахбарат оргини вә ишлитиш шәклиңизни баян қилиң. Рухсәт қилинған қайта нәшрләр төвәндики шартләргә уйғун болуши кепәк:
- Авторниң исми, хәвәрниң орун вә вақит бәлгиси һәмдә «бу мақалә тунжи қетим ‹Көзәт›тә элан қилинған» дегән жүмлә әсли мақалиниң уланмисини билән биргә сақлиниши;
- Мақалиниң мәниси, жүмлидин мавзуси, нәқиллири яки мәнбәлири өзгәртилмәслики;
- «Көзәт» киргүзгәп һәрқандақ түзәтиш яки еңилап өз ичигә элиниши.
Сүрәт вә Графиклар. Сүрәт, син, сүнъий һәмраһ сүрәтлири вә графикларни қайта нәшр қилишқа болмайду. уларниң нурғунлирида учинчи тәрәпкә тәвә материяллар бар болуп, «Көзәт» уларниң ишлитиш һоқуқини башқиларға берелмәйду. улар элан қилинған «Көзәт» мақалисиниң уланмисини бәрсиңиз болиду, әмма уларни өз бетиңизгә сиңдүрүш, көрситиш яки биваситә улап (hotlink) ишлитишкә болмайду.
Сода мәқситидә ишлитиш вә қоллаш ипадиси чәклиниду. «Көзәт»ниң мәзмунлирини сетишқа, эланларда ишлитишкә яки «Көзәт» бирер мәһсулат, мулазимәт, тәшкилат яки көз қарашни қоллайду дегән тәсир пәйда қилиш үчүн ишлитишкә болмайду.
«Көзәт» һәрқандақ вақитта рухсәт беришни рәт қилиш яки берилгән рухсәтни қайтурувелиш һоқуқиға игә. «Көзәт» амéрика баж қануниниң 501(c)(3) маддиси бойичә тизимлатған пайда алмайдиған тәшкилат Uyghur Monitor Inc. тәрипидин нәшр қилиниду.
Соаллириңиз болса republishing@kozet.org дегән элхәт адресимизға хәт езиң.
Нәшр һоқуқи © 2026 Uyghur Monitor Inc. ға аит.
