Хәвәр

японийә парламент әзаси арфийә әли японийә либерал демократлар партийәсиниң муавин баш катиплиқиға тәйинләнди

японийә авам палатасиниң әзаси арфийә әли 25-сентәбир X һесабида елан қилған баянатида, һөкүмәт бешидики либерал демократчилар партийисиниң муавин баш катиплиқиға тәйинләнгәнликини билдүрди. у алди билән япон тилида, андин инглиз тилида учур йоллап, өзиниң ташқи ишлар министирлиқидики вәзипә муддитини өткән һәптә ахирлаштурғанлиқини ейтти.

баш министир мәһкимисиниң мәлуматиға көрә, арфийә әли баш министир шигеру ишиба 2024-йили ноябирда 2-қетим тәшкиллигән ички кабентта японийә парламенти ташқи ишлар муавин министири болуп вәзипә өтигән болуп, баш министир санаә такайчиниң рәһбәрликидики кабенттиму бу вәзиписини давамлаштурған. у өзиниң бу вәзипә өтәш муддитини икки баш министирниң рәһбәрликидә арқиму арқа кәлгән үч нөвәтлик вәзипә дәп тәриплиди.

(сүрәттә: японийә либерал демократлар партийәсиниң йеңидин тәйинләнгән муавин баш катипи арфийә әли. мәнбә: арфийә әлиниң X суписи)

арфийә әли инглиз тилида йоллиған учурида, йеңи партийә вәзиписидә «партийәниң паалийәтлирини қоллаш вә заманға маслаштуруш» үчүн тиришидиғанлиқини, шундақла сиясәт бәлгиләш җәрянида өзиниң сайлам райони болған ичикава вә ураясудики амминиң арзу-истәклирини әкс әттүрүшкә капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

«японийә вақти» гезитиниң хәвиригә қариғанда, фукука вилайитиниң кюшу шәһиридә туғулған арфийә әлиниң дадиси уйғур, аниси өзбек болуп, 1999-йили 10 йешида японийә пуқралиқиға өткән. у җорҗ тавн университетида оқуған болуп, илгири японийә мәркизий банкиси вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хизмәт қилған. «йомюри шимбун» гезитиниң хәвәр қилишичә, у тунҗи қетим 2023-йили апрелда чиба вилайитиниң 5-райони бойичә өткүзүлгән парламент әзалирини толуқлаш сайлимида авам палата әзалиқиға сайланған. у 2024-йили өктәбирдики омумий сайламда мәзкур районда уттуруп қойған болсиму, лекин җәнубий канто аваз нисбитигә вәкиллик қилиш райони арқилиқ парламентқа қайтип кәлгән вә 2026-йили февралда чиба 5-районидики сайламда ғәлибә қилип орнини қайтурувалған.