үрүмчидә өткүзүлгән «милләтләр иттипақлиқи һәптилики» вә хитайниң чегра һалқиған қара қоли
бир һәптилик паалийәт тәшвиқат нишанини хитай милләтләр арисидики достлуқ мунасивитини илгири сүрүшкә мәркәзләштүргән. «кишилик һоқуқни көзитиш» тәшкилати «көзәт»кә, бу паалийәтниң арқисидики қанунниң йолға қоюлуп келиватқан әмәлийәтләрни рәсмийләштүридиғанлиқини, әмма шуниң билән бир вақитта кәлгүсидә ассимилятсийә бесиминиң техиму күчийидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини ейтти.
хитай һөкүмити мәҗбурий йолға қойған «милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш һәптилики» 9-айниң 21-күнидин 27-күнигичә пүтүн хитай миқясида тунҗи қетим өткүзүлгән. бу паалийәт «хитай хәлқ җумһурийитиниң милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш қануни»ниң бәлгилимисигә асасән өткүзүлгән болуп, бу йилдин башлап һәр йили 9-айниң төтинчи һәптиси өткүзүлидикән. 65 маддидин тәркиб тапқан бу қанун бу йил 3-айниң 12-күни мақуллинип, 7-айниң 1-күнидин башлап күчкә игә болғаниди.
«кишилик һоқуқни көзитиш» тәшкилати асия бөлүминиң муавин башлиқи мая ваң (Maya Wang) «көзәт»кә бәргән язма баһасида, бу қанунниң йеңи қануний қоралларни яритиштин көрә, хитайниң әмәлийәттә алиқачан иҗра қиливатқан ишлирини қанунлаштурғанлиқини вә бир қатар агаһландурушларни өз ичигә алғанлиқини билдүрди. у «көзәт» гә қилған сөзидә: «хитайниң қанунлири даим рәсмий сиясәтләрниң көрсәткүчи болуп, сиясий йөнилиштин дерәк бериду. бу әһвалда, қанун асасән мәвҗут вәзийәтни шәкилләндүриду, шуниң билән бир вақитта һоқуқдарларниң идеологийәлик контроллуқни күчәйтиш, аз санлиқ милләтләрни ассимилатсийә қилип, партийә-дөләтниң садиқ пуқралириға айландурушқа мәҗбурлаш урунушлирини давамлаштуридиғанлиқидин дерәк бериду» дәп көрсәтти.
«шинхуа агентлиқи»ниң хәвәр қилишичә, «милләтләр иттипақлиқини күчәйтип, улуғ гүллиниш мусаписидә илгириләш» темиси астида өткүзүлгән бу паалийәт хитай компартийәси мәркизий комитет бирлик сәп бөлүми, хитай дөләтлик милләт ишлири комитети вә пүтүн хитайдики йәрлик һөкүмәтләр тәрипидин тәшкилләнгән икән. паалийәттә сиясий сөһбәт йиғинлири өткүзүлгән, яш-өсмүрләргә йеңи қанун һәққидә тәшвиқат елип берилған.
«хитай хәвәрлири тори»дин мәлум болушичә, 9-айниң 21-күни үрүмчидә мәзкур паалийәтниң ечилиш мурасими өткүзүлгән болуп, «милләтләр бир аилидәк инақ болуш» паалийәтлири вә «дөләт ортақ тили мусабиқилири» қатарлиқ 12 түрлүк паалийәт елип берилған. ечилиш мурасимида үрүмчидики бир хәйр-сахавәт тәшкилатиниң мудири ваң юңчяң 2004-йили сода җәһәттә қийинчилиққа учриған вақитта уйғур ашхана хоҗайининиң ярдимигә еришкәнлик һекайисини сөзләп бәргән.
«ташқи мунасивәтләр кеңиши»ниң хәвәр қилишичә, бу қанун динни хитайлаштуруш тәлипи арқилиқ диний ибадәтләр үстидин йүргүзүлидиған дөләт контроллуқини кеңәйтидикән вә қанунниң иҗра болуш даирисини хитай сиртиғиму узартидикән. бу арқилиқ хитай һоқуқдарлириниң чәт әлләрдә «милләтләр иттипақлиққа бузғунчилиқ қилди» дәп қаралған кишиләргә қарши һәрикәт қилишиға васитә болидикән. мәзкур қанунниң 63-маддисида: «хитай чеграси сиртидики тәшкилат вә шәхсләрдин хитайға қарши милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққиятиға бузғунчилиқ қилғучилар, миллий бөлгүнчилик пәйда қилғанлар қанун бойичә җавабкарлиққа тартилиду» дейилгән.
«хитай хәвәрлири тори»дин мәлум болушичә, 9-айниң 21-күни үрүмчидә мәзкур паалийәтниң ечилиш мурасими өткүзүлгән болуп, «милләтләр бир аилидәк инақ болуш» паалийәтлири вә «дөләт ортақ тили мусабиқилири» қатарлиқ 12 түрлүк паалийәт елип берилған. ечилиш мурасимида үрүмчидики бир хәйр-сахавәт тәшкилатиниң мудири ваң юңчяң 2004-йили сода җәһәттә қийинчилиққа учриған вақитта уйғур ашхана хоҗайининиң ярдимигә еришкәнлик һекайисини сөзләп бәргән. «кишилик һоқуқни көзитиш» тәшкилатидин мая ваң бу бәлгилимигә қарита мундақ деди: «бу қанунниң өзидә һечқандақ алаһидә иҗра қилиш механизими тилға елинмиған, бирақ бу техиму чоң бир пүтүнлүкниң, йәни шундақ иҗраатларни күчәйтидиған қанун-низам топлиминиң бир қисмидур». у йәнә хитай һөкүмитиниң йиллардин буян қара қолини чәт әлләргә узартиш, җүмлидин чегра һалқиған бастурушни күчәйтиш үчүн барғансери көп қанун түзгәнликини қошумчә қилди.
хитай ташқи ишлар министирлиқи мәзкур қанунға қаритилған тәнқидләрни рәт қилған. «ройтерс агентлиқи»ниң хәвиригә қариғанда, мәзкур қанун ғәрб әллиридә хитайниң чәт әлгә қол созушини қануний асас билән тәминләйдиғанлиқи тоғрисида әндишә пәйда қилған болуп, бу йил 3-июл күни бу һәқтә соал соралғанда хитай баянатчиси го җякун мәзкур қанунниң чәт әлгә тәтбиқлинидиған яки тәтбиқланмайдиғанлиқи һәққидә нәқ җаваб бәрмәстин: «мунасивәтлик дөләтләр бир тәрәплимә идийәгә есиливелип, хитайниң милләтләр сияситигә қәстән төһмәт қилмақта. биз у дөләтләрни асасий пакитларға һөрмәт қилишқа, ялған-явидақ сөзләрни тарқитишни тохтитишқа, шундақла аталмиш милләтләр мәсилисини көптүрүп хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқиға дәвәт қилимиз» дегән. у йәнә, хитай һөкүмитиниң «һәр қайси милләтләрниң өз миллитиниң тил-йезиқини ишлитиш вә тәрәққий қилдуруш һоқуқини қанун бойичә капаләтләндүриватқанлиқи»ни билдүргәниди.
мая ваң мундақ дәп көрсәтти: «бу қанунниң тәсири хитайниң һөкүмәт системисиниң һәрқайси қатламлириғичә сиңип кириду: милләтләр ишлири комитети вә бирликсәп бөлүминиң әмәлдарлири мәзкур қанун вә униңға мунасивәтлик йолйоруқларни күндилик хизмитигә киргүзүши керәк». мая ваң уни «қайта-қайта иҗра қилиш қозғатқучлири» дәп атиди. бу өз нөвитидә йәнә мәзкур әмәлдарларниң чәт әлдики җәмийәтләр билән алақә қилиш усулиғиму тәсир көрситидикән. мая ваң йәнә мундақ деди: «бу қанун ғайәт зор бюрократик аппаратларға сигнал бериш һәмдә униң юқиридин төвәнгичә изчил иҗра қилинишиға капаләтлик қилишни мәқсәт қилған».
