старбакс үрүмчидә тунҗи дуканлирини ачти
хитай ахбарат васитилири старбаксниң үрүмчидә тунҗи дуканлирини ачқанлиқини хәвәр қилди, әмма старбакс буни өзиниң инглиз тилидики ширкәт хәвәрлири тор бетидә елан қилмиди.
хитай «шинхуа агентлиқи»ниң хәвәр қилишичә, старбакс 29-сентәбир уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә тунҗи икки дукинини ачқан. старбакс 1-өктәбир күни, йәни хитайниң дөләт байрими дәм елишиниң биринчи күнидин башлап, хитайдики 41 шәһәрдә «шинҗаң алаһидилики» болған йемәклик вә ичимликләрни сатидиғанлиқини билдүгән.
хитайдики старбакс 29-сентәбир өзиниң «вейбо» (Weibo) һесабида елан қилған учурида: «старбаксниң хәлқара чоң базардики абидә характерлик мәдәнийәт мираслири байрақдар дукини рәсмий ечилди» дейилгән. учурда херидарлар «юлтуз базар»да меһман болушқа тәклип қилинған болуп, у йәрдә «ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириға аит тоқумичилиқ сәнитидин зоқлиниш» билән биргә «чәклик сандила тәминләнгән тәмләрдин һозурланғили» болидиғанлиқи билдүрүлгән. учурдики синда әтләстин тикилгән чипав услубидики кийимни кийгән бир моделниң дукан тахтиси йенида старбакс лоңқисини тутуп турғанлиқи көрситилгән.
«шинхуа агентлиқи»ниң билдүрүшичә, старбаксниң бир дукини үрүмчидики чоң базарға җайлашқан болса, йәнә бири үрүмчи тәңритағ хәлқара айродурумида ечилған икән.
хитайдики старбакс шу күни елан қилған башқа бир «вейбо» учурида, 41 шәһәргә тарқитилидиған төт хил «шинҗаң алаһидилики» болған мәһсулатни көрсәткән болуп, булар қаймақ тәмлик сүт чай, меғизлиқ бақлава, меғизлиқ шакилат бақали вә сүрләнгән пақлан гөши қатарлиқлар икән. старбакс йәнә херидарларға 1-өктәбирдин башлап старбакс әп детали яки аддий программиси арқилиқ заказ қилишни әскәрткән. учурдики синда қизил кәштилик доппа вә яғлиқ артқан бир ейиқчақ көрситилгән. һәр икки учурда «дөләт байримида шинҗаң тәмини тетиш үчүн старбаксқа келиң» дегәндәк һәштәгләр орун алған.

«шинхуа агентлиқи»ниң хәвәр қилишичә, хитайдики старбаксниң баш иҗраийә әмәлдари молли лию (Molly Liu) язма баянатида мундақ дегән: «шинҗаңға киришимиз дукан торимизниң техиму кеңәйгәнликини билдүрүпла қалмастин, бәлки бизниң бу ават базар билән чоңқур мунасивәт орнитишимизға вә бу йәрдики херидарлиримиз билән сәмимий, узун муддәтлик алақә бағлишимизға йол ачиду.» уйғур аптоном районлуқ мал баһа вә базар тәңшәш идарисиниң әмәлдари җаң йү «шинхуа агентлиқи»ға қилған сөзидә, бу районниң ички еһтияҗ вә истемални ашуруштики муһим түврүки сүпитидә «тунҗи дукан иқтисади»ни йолға қойғанлиқини билдүргән.
бою капитал (Boyu Capital) башқурушидики фондлар 2-апрелдин башлап старбаксниң хитайдики парчә сетишлириниң 60 пирсәнт пай һоқуқиға игә болған. бою капитал хоңкоң, бейҗиң, шаңхәй вә сингапорда штаби бар мәбләғ селиш ширкити һесаблинидикән. старбакс 40 пирсәнт пайға игә болуп, өз маркисиға игидарчилиқ қилидикән. кишини тәәҗҗүпләндүрдиғини шуки, 29-сентәбәргичә бу дуканларниң ечилиш хәвәрлири старбаксниң инглиз тилидики хәвәр сәһиписидә яки «асиядики старбакс һекайилири» (Starbucks Stories Asia) тор бетидә елан қилинмиған.
старбакс ширкити бу хәвәр чиққанға қәдәр «көзәт»ниң соаллириға җаваб бәрмиди.
америка ташқи ишлар министирлиқи 2021-йили 1-айда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини бекиткән иди. «шинхуа агентлиқи» үрүмчидики дуканларниң ечилишини старбаксниң бу райондики тунҗи қәдими сүпитидә тәриплигән.
«көзәт» старбакс ширкитиниң уйғур аптоном районида ачқан дуканлири үстидә тәкшүрүш вә тәтқиқат елип бериватқан болуп, кәлгүсидә техиму тәпсилатлиқ доклат елан қилиду.
