Бәйҗиң Түркийәниң Дәрслик Матәрийаллирини Әйибләватқанда، Әнқәрә «шинҗаң Һөкүмитиниң Оқуш Мукапати Тәшвиқати»ни Әлан Қилди 

Вашиңтон — Хитай дөләт таратқулири икки һәптидин буйан арқа-арқидин тәнқид мақалилири әлан қилип, Түркийә Маарип Министирлиқи бир туташ нәшир қилған Түркийәниң йәңи дәрслик матәрийаллирида Шинҗаң Уйғур Аптоном Районини Түрк дунйасиниң бир қисми сүпитидә көрсәткәнликини қаттиқ әйибләшкә башлиған иди. Дәл мушу пәйттә, Шинҗаң Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәт Хитайда оқуйдиған Түрк оқуғучилириға оқуш мукапати бәридиғанлиқи тоғрисидики   тәшвиқатини әлан қилған. 11-айниң 2-күни Түркийә Маарип Министирлиқиниң чәт әл оқуш мукапати тор бәтидә әлан қилиңһан бир уқтурушта, Шинҗаң Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәтниң 2027-2028-оқуш йилида Түркийәлик оқуғучилар үчүн Уйғур Районидики йәттә унивәрситәтта толуқ курс, магәстирлиқ вә докторлуқ оқуш мукапат пули аҗратқанлиқи билдүрүлгән. Уқтурушта оқуш мукапатиға илтимас қилғучи Түрк оқуғучиларниң йуқириқи  унивәрситәтлар билән биваситә алақилишиши тәвсийә қилиңһан. 

Бу уқтурушта қанчә оқуғучиға оқуш мукапати бәрилидиғанлиқи вә илтимас қилиш вақтиниң ахирқи мөһлити көрситилмигән. Түркийә Маарип Министирлиқиниң билдүрүшичә, улар пәқәт бу хилдики чәт әл оқутуш мукапати тоғрисидики учурларни әлан қилиш биләнла чәклинидикән, оқуш мукапатиға намзат таллашқа мәсул әмәс икән. Һалбуки, Түркийә Маарип Министирлиқиниң уқтурушида көрситилгән Уйғур Районидики йәттә унивәрситәтниң һәчқайсисиниң тор бәтидә 2027–2028 йилиға мунасивәтлик ‍оқуш мукапати программисиға чүшәнчә бәрилмигән. Бу уланмилардики икки унивәрситәтиниң программиси охшаш оқуш мукапати тоғрисида болсиму, әмма униң вақит қәрәли өтүп кәткән. Шинҗаң Унивәрситәтиниң тәшвиқат дәптири 2026-йиллиқ оқуғучи қобул қилишқа алақидар учурлар билән толған болуп, оқуш мукапатиға илтимас қилишниң ахирқи мөһлити 2026-йили 5-айниң 31-күни тошуп болған. Шинҗаң Пәдагогика Унивәрситәтиниң бу һәқтики учурлири болса 2024-йили 1-айда әлан қилиңһан икән.  

Оқуш мукапатиниң уланмисидин мәлум болушичә, буларниң төт түри Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәтниң әмәс, бәлки Хитай мәркизий һөкүмити мәбләғ билән тәминлигән башқа түрдики оқуш мукапатлири икән. Шинҗаң Малийә-Иқтисад Унивәрситәтиниң тор бәтидики уқтурушта, 2026-йиллиқ Хитай һөкүмити оқуш мукапат түригә пәқәт Қазақистан, Қирғизистан, Таҗикистан, Түркмәнистан вә Өзбәкистанлиқ оқуғучиларниңңла илтимас қилалайдиғанлиқи, илтимас қилиш муддитиниң 4-айниң 7-күни тошидиғанлиқи көрситилгән. Қәшқәр Унивәрситәтиниң тор бәтидә охшашла Хитай Мәркизий Һөкүмити мәбләғ билән тәминлигән оқуш мукапати түрлири көрситилгән болуп, 2026-йили 2-айда әлан қилиңһан кона уқтуруш бәрилгән.   

Шихәнзә Унивәрситәтиниң тор бәтидики учурда, Оттура Асийадики бәш дөләт оқуғучилириға «йипәк йоли» аспирантлиқ түри бойичә 10 сан аҗритилғанлиқи байан қилиңһан, әмма бу пәқәтла хәвәр характәрлик учур болуп, униңда оқуш мукапатиға илтимас қилишниң тәртипи йаки көрсәтмилири тилға әлинмиған. 

Шинҗаң Тәббий Унивәрситәтиниң тор бәтидә, 2024-йили 1-айда әлан қилиңһан Хитай мәркизий һөкүмити тәминлигән оқуш мукапат пулиға аит уқтуруш бәрилгән. Һалбуки мәзкур унивәрситәтниң һазирқи оқуш мукапат пули бәтидә Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәтниң оқуш мукапат пули тилға әлиңһан болсиму, пәқәт Үндидар (ВәЧат) QR кодила тәминләңән. Шинҗаң Йәза-Игилик Унивәрситәтиниң 2026-йили 3-айда әлан қилған бу һәқтики учурлири адәттики оқуғучи қобул қилиш қаидилири болуп, униңда Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәтниң оқуш мукапат пули тилға әлиңһан болсиму, әмма 2027–2028-оқуш йилиға даир һәчқандақ конкирәт тәләп йаки тәпсилатлар бәрилмигән. 

Шинҗаң Унивәрситәтиниң бу һәқтики чүшәндүрүшидә, Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәт оқуш мукапати түриниң «Қошна Дөләтләр» оқуғучилирини нишан қилидиғанлиқи, Аптоном Районлуқ Маарип Назаритиниң тармақлириға вакалитән йолға қойулидиғанлиқи, Коңзи Институтлири вә Хитай Тили Мәркәзлиридә оқуйдиған оқуғучиларға алдин әтибар бәрилидиғанлиқи билдүрүлгән. Униңда бу оқуш мукапат түриниң оқуш һәққи вә йатақ пулини көтүрүш билән бир вақитта, һәр айда толуқ курс оқуғучилириға 1,000 йүән, магистир аспирантлириға 1,220 йүән, докторантларға 1,500 йүән  бәрилидиғанлиқи қәйт қилиңһан. Ләкин Шинҗаң Малийә-Иқтисад Унивәрситәтиниң мәркизий һөкүмәт оқуш мукапат түридә айлиқ оқуш мукапат пули йардиминиң миқдари айрим-айрим 2,500, 3,000 вә 3,500 йүән дәп көрситилгән. 

Игилинишичә, Түркийә Маарип Министирлиқиниң уқтуруши билән Уйғур Районидики алий мәктәпләрниң тил өткилигә даир тәләплириниң бир-биригә мас кәлмәйдиғанлиқи көрүлмәктә. Түркийә Маарип Министирлиқиниң уқтурушида, толуқ курсқа илтимас қилғучилар Хитайдики чәт әллик толуқ курс оқуғучилириниң оқуш иқтидарини баһалаш имтиһани (CSCA) нәтиҗисини тапшуруши, аспирантлиққа илтимас қилғучиларниң болса Хитай тили сәвийәси аз дәгәндә HSK-4 дәриҗисигә  әришкән болуши тәләп қилинидиғанлиқи  билдүрүлгән, ләкин, Шинҗаң унивәрситәтиниң тәшвиқат дәптиридә аспирантлиқ программилириға илтимас қилғучилардин ХитайФ тили сәвийәсиниң HSK-5 дәриҗигә йәтиши тәләп қилинидиғанлиқи көрситилгән. 

Шинҗаң Уйғур Аптоном Районлуқ һөкүмәт қошна дөләт оқуғучилиринини 2024-йилидин бәри бу хил мукапат пули билән тәминләп кәлгән. 2024- йили Қазақистанниң «Болашак» мәркизи бу оқуш мукапати үчүн 50 кишилик сан барлиқини әлан қилған,  Қирғизистан таратқулири болса 125 кишилик сан барлиқини хәвәр қилған. Уқтурушта  Түркийәлик оқуғучиларниң бу оқуш мукапатиға илтимас қилиш салаһийитиниң бар-йоқлуқи тилға әлинмиған. Түркийә Маарип Министирлиқиму «Көзәт»ниң бу һәқтики соалиға җаваб бәрмиди.  

Нөвәттә, бу уқтурушниң бу йил 10-айниң 16-күни X тә, йәни илгирики Твиттәрда Хитай қоллаңһучилар билән Түрк қоллаңһучилариниң арисида башлаңһан тор муназирисидин кәйин әлан қилиниши диққәт қозғимақта. Шу күни X суписидики бир Түркийәлик тор қоллаңһучи бир Уйғур айал билән учрашқанлиқини йазған. Униң йәзишичә, у  бу айалдин униң өзини «Түркий Хәлқ» дәп қарайдиған-қаримайдиғанлиқи сориғаңһанда, у айал өзиниң «Җуңголуқ» икәнликини әйтқан. Түркийәлик тор қоллаңһучи униңға Түркчә қилип: «Сән қандақсигә Җуңголуқ болисән? Өз йилтизиңға қайт!» дәп йазған.  

«Көзәт» бу тор сөһбитиниң һәқиқәтән йүз бәргәнликини мустәқил дәлиллийәлмигән болсиму, әмма бу йазма 11-айниң 6-күнигичә 2 милйон 200 миңдин артуқ қәтим көрүлгән. Түрк вә Хитай тор қоллаңһучилар оттурисидики талаш-тартиш кәйин «Вәйбо» вә башқа иҗтимаий таратқу супилириғиму кәңәйгән. Муназиридә Уйғурларниң кимлики, тарихи вә икки дөләтниң иқтисадиға аит мәсилиләрму музакирә тәмисиға айлаңһан.  

Кәйинрәк бу муназириниң тәмиси тәхиму кәңийип. Түркийәниң бу йил 9-айда тонуштурған икки йүрүш оқутуш матәрийалиға йөткәлгән. Бу матәрийаллар йаш-өсмүрләр үчүн тәййарлаңһан «Хақан вә Билгәниң Түркий Дунйасиға Сәпири» (Һакан вә Билгә’нин Түрк Дүнйасı Йолcулуğу) вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилири үчүн тәййарлаңһан «Түрк Дунйаси Мәдәнийәт Атлиси» (Түрк Дүнйасı Күлтүр Атласı) дин ибарәт икки йүрүш китаб  иди. 

Түркийә Маарип Министирлиқиниң 8-айниң 30-күни әлан қилған уқтурушида, бу матәрийалларниң дәрслик китаблар билән биргә тарқитилидиғанлиқи билдүрүлгән. Әмма Маарип Министири Йусуф Тәкин өктәбирниң ахирида Түркийәниң дөләтлик TRT Һабәр қанилиға бәргән зийаритидә, бу атласниң «дәрслик китаб әмәслики»ни әйтқан. Бу оқутуш матәрийаллирида «Оттура Асийа» дәгән аталғуниң орниға «Түркистан» (Түркистан) дәгән нам ишлитилгән. Бу өзгириш Түркийә Маарип Министирлиқиниң 2024-йили 4-айда мақуллиған рәсмий оқутуш пиланидики өзгәртишкә асаслаңһан.  

Һалбуки, 10-айниң 22-күни, Хитайниң дөләт игидарчилиқидики «Хитай Хәвәр Агәнтлиқи» (Чина Нәвс Сәрвиcә) «Түркийәниң йәңи оқутуш матәрийаллири Шинҗаң тарихини бурмилиған» дәгән тәмида мақалә әлан қилған. Бу мақалә мәзкур агәнтлиқниң X  суписидики һәсабатида тарқитилған болуп, йазмиға «Шйавйүәңуй» (Хиаойуаңуи) намлиқ «‍Үндидар» (ВәЧат)  һәсабатиниң исми бәрилгән. 

Бу мақалидә, Түркийә оқутуш матәрийаллирида Шинҗаң, Гәнсу вә Чиңхәйниң бәзи җайлириниң «Түркистан дигән сахта нам тәркибигә киргүзүлгәнлики» тәнқидләңән. Униңда йәнә бу оқутуш матәрийаллири «Маариптин пайдилинип сийаси җуғрапийәлик хрисни башқиларға тарқатмақта» дәп әйибләңән. Хоңкоңда чиқидиған «Миңпав» (Миң Пао) гәзити «Шйавйүәңуй» намлиқ һәсабатиниң Хитай Компартийәси Мәркизий Бирликсәп Бөлүминиң башқурушиға тәәллуқ болуши мумкинликини илгири сүргән, әмма «Көзәт» бу һәсабатниң конкирәт қайси орган йаки тәшкилатқа тәвә икәнликини мустәқил әниқлийамиди, шундақла Түркийәниң мәдәнийәт атлиси китабидики хәритиләрниму көрүш мумкинчилики болмиди. 

Түркийә Маарип Министирлиқиниң чүшәндүрүшичә, мәзкур мәдәнийәт атлиси Түрк дунйасидики 15 йолни бойлап сәпәргә чиқиш шәклидә түзүлгән болуп, бу йол 11-әсирдә өткән даңлиқ тилшунас мәһмуд кашиғәриниң Түркий тиллар қамуси — «Дивану Луғатит Түрк»тики хәритә билән башлинидикән. Мәһмуд Кашғәри Қараханийлар Ханданлиқида өткән мәшһур тилчи вә алим болуп, Қараханилар Дөлити әйни вақтта һазирқи Уйғур Райониниң Қәшқәр шәһирини пайтәхт қилған иди. Мәһмуд Кашғәри бу әсирини тәхминән 1072–1074-йиллири Бағдадта Әрәб тилида йазған. У бу китабидға Түркий Хәлқләр йашайдиған зәминларни мәркәз қилип, һазирғичә мәлум болған әң қәдимки Түркий дунйаси хәритисиниму киргүзгән. 

Нөвәттә, униң мәқбәриси Қәшқәр шәһириниң Опал йәзисида қәд көтүрүп турмақта. Түркийә маарип министири Йусуф Тәкин «Түрк дунйаси мәдәнийәт атласи»ға йазған кириш сөзидә, хәритиләрдики чәграларниң хәлқләр оттурисидики риштиләрни үзивәтәлмәйдиғанлиқини әйтқан. У, Түркистан дигән җуғрапийәлик аталғуни ишлитишни изчил қуввәтләп кәлгән. Түркийә Маарип Министирлиқиниң үчуридин мәлум болушичә,  у бу йил 6-айниң 8-күни Қазақистанда өткүзүлгән «Түркий дөләтләр тәшкилати»ниң маарип министирлири йиғинида, оқутуш пиланида «Оттура Асийа» дәгән аталғуниң «Түркистан»ға өзгәртилгәнликини әйтқан. У  6-айниң 25-күни, TRT Һабәр қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, «Оттура Асийа» дәгән аталғу ғәрб мәркәзлик қарашни асас қилған аталғу дәп көрсәткән. Һалбуки, «Көзәт» Хитайниң бу мәсилидики тәнқидигә қарита Түркийә Маарип Министирлиқиниң һәчқандақ рәсмий инкасини учриталмиди. 

«Түркистан» дәгән бу аталғу нөвәттә Түркийә һөкүмитиниң әң йуқири рәһбәрлик қатлимида ишлитилишкә башлиған. 2021-йили 11-айда истанбулда өткүзүлгән шу қәтимлиқ башлиқлар йиғинида «Түркий дөләтлири кәңиши»ниң нами «Түркий дөләтләр тәшкилати»ға өзгәртилгән. Йиғинда прәзидәнт Рәҗәп Таййип Әрдоған мундақ дәгән: ««Миңларчә йиллиқ мәдәнийәтниң бөшүки болған Түркистан җуғрапийәси йәнә бир қәтим пүткүл инсанийәт үчүн җәлпкарлиққа вә мәрипәт мәркизигә айлиниду». Һалбуки, йуқириқи бир қатар ихтилапларға қаримай, Әнқәрә билән Бәйҗиңниң мунасивити давамлиқ йәқинлашмақта. 

10-айниң 15-күни бакуда Хитай ташқи ишлар министири Ваң Йи (Ваң Йи) Түркийә ташқи ишлар министири Хақан Фидан (Һакан Фидан) билән көрүшкән. Хитай Ташқи Ишлар МНинистирлиқиниң бу учришиш һәққидики байанлирида көрситилишичә, Хақан Фидан Түркийәниң «Бир Хитай Пиринсипи»ға әмәл қилидиғанлиқини вә Түркийә зәмининиң Хитайниң бихәтәрликигә тәһдит салидиған паалийәтләр үчүн ишлитилишигә һәргиз йол қоймайдиғанлиқини билдүргән. Түркийә ташқи ишлар министирлиқи бу учришишни җәзмләштүргән болсиму, әмма сөһбәттә нәмиләрниң дәйилгәнлики һәққидә мәлумат бәрмигән. 

Түркийә Оттура Асийа дөләтлиридин қалсила муһаҗирәттики Уйғурлар әң көп әң көп йашайдиған дөләтләрниң бири болуп, «Кишилик Һоқуқни Көзитиш Тәшкилати»ниң 2025- йили Нойабирдики доклатида , Түркийәдә йашайдиған Уйғурлар саниниң тәхминән 50 миңға йәтидиғанлиқини билдүргән. Б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислири вә тәтқиқатчилириниң мәлуматиға қариғанда, 2017-йилдин башлап Хитай даирилири Уйғур Райондики бир милйондин артуқ Уйғур вә башқа Түркий мусулманлирини йиғивәлиш лагәрлири вә түрмиләргә қамиған. Кәйинрәк нурғун лагир тутқунлири рәсми түрмиләргә йөткәлгән. Вашиңтондики «Йәһуди Чоң Қирғинчилиқи Хатирә Музәйи» 2025-йили әлан қилған бир тәтқиқатта мөлчәрлишичә, нөвәттә йәрим милйондин артуқ киши йәнила түрмиләрдә йаки сотсиз тутуп туруш орунлирида қамақлиқ икән.  

Амәрика Қошма Иштатлири 2021-йили 1-айда Хитайниң бу һәрикитини «ирқий қирғинчилиқ» дәп әлан қилған. Бур җәрйанда бир қанчә дөләт һөкүмәтлири билән  парламәнтлириму охшаш йәкүнни чиқарған. Һалбуки, Бәйҗиң өзиниң ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини изчил рәт қилип, бу орунларниң «Кәспий Маһарәт Тәрбийәләш Мәркәзлири» икәнликини илгири сүрүп кәлмәктә. 

Түркийәниң дөләтлик оқуш мукапат пули программиси — йәни «Түркийә Бурсларı» (Түркийә Бурсларı) чәт әлләрдики ташқий Түркий Хәлқләр оқуғучилириға қаритилған болуп, илгири Уйғур оқуғучилириму бу оқуш мукапати түридин бәһриман болуп кәлгән иди. Түркийә Һаҗәттәпә Унивәрситәтида Түркологийә пәнлири бойичә докторлиқ унвани алған, нөвәттәПолшаниң Җагәллионийан Унивәрситәти Хәлқара Мунасивәтләр вә Тәрәққийат Мәркизидә зийарәтчи тәтқиқатчи болуп ишләватқан доктор Рабигүл Һаҗимуһәммәт «Көзәт»ниң зийаритини қобул қилип, «Бу оқуш мукапати  һәққидики  хәвәрни көргәндин кәйин, өзиниң буниңға қаттиқ һәйран қалғанлиқи»ни билдүрди. У мундақ дәди: «Мән (буни) бир оқуш пурсити дәп қараштин аввал, әң алди билән уни Түркийәниң йүзигә урулған бир шапилақтәк һәс қилдим.»  

Рабигүл Һаҗимуһәммәтниң көситишичә, «Түркийәдә алий мәктәпләрдә оқуватқан нурғун Уйғур оқуғучилар Түркийә Дөләтлик Оқуш Мукапати Пули (YTB) билән, йәни чәт әлләрдики Түркләр вә қәриндаш Түркий милләтләргә тәминлигән оқуш мукапат пули билән кәлип оқиған» икән. Ләкин у бу мукапатниң әғир зийиниға учриғучиларниңму йәнила Уйғур оқуғучилар болғанлиқини тәкитлиди. Рабигүл Һаҗимуһәммәт мундақ дәди: «Мән чәт әлдики Уйғурлар ичидә ,Түркийәдики Уйғурлар бу 10 йиллиқ қирғинчилиқ ичидә әң чоң бәдәл төлигән Уйғурлар, дәп ойлайман.»  

У йәнә бу җәрйанда Түркийә һөкүмити Хитай даирилириға «сән нәмә дәп бизни <қара тизимлик>кә киргүзүп қойисән, биз дөләт оқуш мукапати бәрип әкәлгән оқуғучилар нәмишқа аилиси билән көрүшәлмәйду, дәп өзиниң мәйданини әниқ вә кәскин ипадийәлмиди, дәп ойлайман» дәди. Доктор Рабигүл Һаҗимуһәммәт, оқуш мукапат түриниң Түркийә дәрслик китаплиридики йәқин өзгиришләр билән бағлинишлиқ йаки әмәсликини әниқ билмәйдиғанлиқини билдүрди, әмма у «Хитайниң бу оқуш мукапат түри маңа худди < Ундақ қазаңһа -мундақ чөмүш» дәгән дипломатик ойундәк билиниду» дәп көрсәтти.   

Нйу-Йорктики Хантәр Иниститути (Һунтәр Cолләгә) ниң Хавзәр Кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси, сабиқ Хитай кишилик һоқуқ адвокати Тәң Бйав (Тәң Биао) «Көзәт»кә Хитай тилида бәргән зийаритидә, бу оқуш мукапати түриниң Хитайниң мәвҗут әндизилиригә уйғун кәлидиғанлиқини билдүрди. У йазма җавабида мундақ дәйду: «Хитай һөкүмити чәт әллик оқуғучиларни Хитайда оқушқа җәлп қилиш үчүн пул хәҗләшкә рази. Улар бәзидә мухбирлар вә алимларниң зийарити үчүнму чиқим қилиду. Буларниң һәммиси Хитай Коммунистик Партийәсиниң ‹Чоң Ташқи Тәшвиқати› паалийитиниң бир қисми». Униң әйтишичә, Түркийәлик оқуғучиларға бәрилмәкчи болған оқуш мукапати түри «наһайити әниқки, Хитай Коммунистик Партийәсиниң Шинҗаңдики қилмишлирини ақлаш вә униң сийасәтлиригә қанунийлиқ түси бәришни мәқсәт қилған» икән. 

Бүгүңә қәдәр Түркийә Маарип Министирлиқи болсун йаки Шинҗаң Унивәрситәти, Хитайниң Әнқәрәдики әлчиханиси, Түркийәниң Бәйҗиңдики Әлчиханиси вә Шинҗаң Уйғур Аптоном Районлуқ Маарип Назарити қатарлиқ орунлар болсун, «Көзәт»ниң бу мәсилә һәққидә йоллиған йазма соаллириға вә тәләфон арқилиқ қилған мураҗиәтлириниң һәчқайсисиға җаваб бәрмиди.