Хәвәр

26 Уйғур Зиянкәшликкә Учриғучиниң Гуваһлиқ Һекайилири Топланған Китап Вашингтонда Тонуштурулди

Вашингтон — 28-октябрь күни Америка Демократияни Илгири Сүрүш Фондиниң (NED) наибханлиғида, Норвегиядики «Уйғур Әдлия Архип Амбири» (UTJD) тәйярлиған 26 нәпәр зиянкәшликкә учриғучи Уйғурниң гуваһлиқ һекайилири топланған китапниң инглизчә нәшрини тонуштуруш йиғини өткүзүлди. Бу йиғинда мәзкур тәшкилатниң қуруғучиси вә директори Бәхтияр Өмәр «Шәхсләрниң бешидин өткән кәчүрмишлири оқурмәнләргә статистикилиқ санлар берәлмәйдиған тәсиратни бериләйду,» деди.

«Уйғурларниң Әйтилмиған Һекайилири: Зулум Астидики Қаршилиқ Садалири» намлиқ бу китап мәркизи Норвегиядики «Уйғур Әдлия Архип Амбири» намлиқ орган тәрипидин 2026-жили сентябрьда нәшр қилинған. Бу китапниң уйғурчә нәшри буниңдин 9 ай илгири Истанбулда нәшр қилинған вә тонуштурулған иди. Бу китапниң инглизчә нәшри 252 бәт болуп, униңға гуваһлиқ һекайиси киргүзүлгән үч нәпәр Уйғур лагерь шаһити Хитайниң Уйғур регионидики лагерьлири һәққидә илгири очуқ-ашкара гуваһлиқ бәргән. «Мән Хитайдики <Қайта Тәрбийиләш> Лагеридин Қандақ Һаят Қалдим» намлиқ китапниң автори Гүлбаһар Хативаҗи билан йәнә бир лагерь шаһити Қәлбинур Сидиқ 2021-жили Лондондики «Уйғур Сот Коллегияси»дә, шундақла 2023-жили Америка Авам Палатасиниң Хитай Компартияси Алаһидә Стратегиялик Риқабәт Комитетида гуваһлиқ бәргән. Йәнә бир лагерь шаһити Гүлбаһар Җелиловаму Лондонда өткүзүлгән «Уйғур Сот Коллегияси»дә гуваһлиқ бәргән. Мәзкур китапниң инглизчә нәшридә гуваһлиқ һекайилири тонуштурулған башқа шаһитларниң исми-фамилиялири шәхсий бихәтәрлик сәвәбидин ашкара йезилмиған.

«Умумий Мәнзирә: Хитайниң Уйғур Регионидики Узун Муддәтлик Мәдәният Йоқитиш Сиясәтлири» темисидики бу йиғинға Америка Демократияни Илгири Сүрүш Фонди наибханлиқ қилған. Йиғинға бу тәшкилатниң Шәрқий Азия бойичә программа директори Вильям Ни риясәтчилик қилған. У сөзини Чэнь Цюаньгониң Уйғур Автоном Парткоминиң Секретарлиғиға тәйинлиниши вә Уйғур регионида юқири бесимлиқ бастуруш башланғанлиғиниң 10 йиллиғи билан башлиған. Йиғинда мәркизи Норвегиядики «Уйғур Әдлия Архип Амбири»ниң координатори Әдилҗан Әбдуреһим, Вашингтонда җуғланған «Йәнъи Линияләр Институти» (New Lines Institute) ниң дөләт һалқиған бастуруш ишлири тәтқиқат түри директори Элис Андерсон вә «Хитай Китап Тәқризи» (China Books Review) ториниң муавин муһәррири Александр Бойд қатарлиқ кишиләр сөз қилған. Бу йиғинға йәнә Демократияни Илгири Сүрүш Фондиниң Шәрқий Азия вә Стратегиялик Һәмкарлиқ Ишлири Алий Директори Лин Ли, «Лантос» Кишилик Һоқуқ вә Адәләт Фондиниң Рәиси Катрина Лантос Свит, шундақла Америкадики бир қисим Уйғур вә Хитай паалиятчилириму қатнашқан. «Көзәт»ниң мухбириму нәқ мәйдандин орун алған.

«Уйғур Әдлия Архип Амбири»ниң қуруғучиси вә иҗраия директори Бәхтияр Өмәр йиғиндин кейин «Көзәт»ниң зияритини қабул қилип, бу китапниң санлиқ мәлуматлар билан әмәс, бәлки шәхсләрниң бешидин өткүзгән бивасита кәчүрмишлири арқилиқ хәлқараниң диққитини қозғашни мәқсәт қилғанлиғини билдүрди.

Бәхтияр Өмәр мундақ деди: «Ноқул статистикилиқ санларниң кишиләргә көп тәсири болмайдиғандәк қилиду. 3 миллион кишиниң лагерьларға қамалғанлиғиға даир дәлил-испатлар бар, әмма бу пәқәтла бир сан, бундақ санлар кишиләрниң һиссиятиға чоңқур дәриҗидә тәсир қилмайдикән. Кишиләргә әң бивасита тәсир қилидиғини һәр бир шәхсниң бешидин өткүзгән реал кәчүрмишлиридур».

Америка Ташқи Мунасивәтләр Кәңши вә Америкадики Йәһудий Чоң Қирғинчилиқи Хатирә Музейиниң мәлуматиға қариғанда, 2017-жилидин буян тутқун қилинған Уйғурлар вә башқа түркий хәлқләрниң сани тоғрисидики мустәқил мөлчәрләр нәччә жүз миңдин, һәтта бир миллиондин ашидикән. Америка Ташқи Ишлар Министрлиги вә Дөләт Мәҗлиси аъзалири бу һәқтә бир миллиондин артуқ дегән санни нәқил кәлтүргән. Лекин Хитай һөкүмити буниңға даир һечқандақ санлиқ мәлумат эълан қилип бақмиған. БДТ Кишилик Һоқуқ Алий Комиссарлиғи Ишханиси 2022-жили эълан қилған баһалаш доклатида, Хитай һөкүмитиниң Уйғур регионида жүргүзүватиған бу хил бастуруш сияситиниң инсанияткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкинликини билдүргән.

Һалбуки Бейҗинг бу йәкүнләрни изчил рәт қилип, лагерьларни «террорлуққа қарши туруш вә әсәбийликни түгитиш» тәдбирлириниң бир қисми болған «кәспий маарип вә тәрбийәләш мәркәзлири», дегән чүшәндүрүшләрни илгири сүрүп кәлмәктә. Бу һәқтә Хитайниң Вашингтондики элчиханисиға мәхсус элхәт йезип, уларниң инкасини сориған болсақму, лекин улар хетимизгә җавап бәрмиди.

Бәхтияр Өмәрниң әйтишичә, мәзкур китаптики һәр бир гуваһлиқ һекайиси бир одам яки бир аилә һәққидә болсиму, әмма у Уйғур регионидики миллионлиған кишиләрниң ортақ кәчүрмишлирини әкс эткүзүп беридикән. У йәнә бу регионниң әсли наминиң Шәрқий Түркистан икәнликини тәкитләп, йиғин иштиракчилириниңму Хитай һөкүмити қоллинидиған «Шинҗаң» дегән намниң орниға Шәрқий Түркистан намини қоллинишини чақириқ қилди. Униң тәкитлишичә, «йәнъи чегра» яки «йәнъи територия» дегән мәнидики хитайчә «Шинҗаң» дегән нам мустәмликичилик хаһишини ипадиләйдикән. Муһаҗирәттики нурғунлиған Уйғур тәшкилатлири «Шинҗаң» дегән хитайчә намни мушу сәвәптин рәт қилсиму, лекин Бейҗинг даирилири «Шәрқий Түркистан» дегән намни «бөлгүнчилик аталғуси» дәп қаримақта.

Мәзкур китапқа киргүзүлгән шаһитларниң гуваһлиқ һекайилири 2023-жили октябрьдин 2025-жили майғичә болған аралиқта топланған болуп, униңдики гуваһлиқ һекайилири 1950-жиллариниң бешидин һазирғичә болған воқиәләр вә кәчүрмишләр баян қилинған икән. Мәзкур китапта болупму 2016-жилидин башлап күчәйгән кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлиригә алаһидә орун берилгән. Гуваһлиқ бәргүчи шаһитларниң бири Патигүл Рози, өз аилисиниң «Мәдәният Инқилаби»дин тартип 2014-жилидин кейин туғқанлириниң тутқун қилинишиғичә болған җәряндики кәчүрмишлирини тәпсили баян қилинған.

Йиғинда Вильям Ни сөз қилип, бу китапта өлүм җазаси, сот, нопус тизимлаш вә бастурушларниң вақти тоғрисида йәнъи мәлуматларниң йәр алғанлиғини билдүрди. У мундақ деди: «Бу китапта пәқәт учур характерлик мәлуматлар топланған. Униңда Уйғур җамаитиниң нуқтаи нәзәрлири, кәчүрмишлири, һис-туйғулири вә җанлиқ гуваһлиқлири оттуриға қойулған». У, мәзкур китапта гуваһлиқ бәргүчи шаһитларниң бири өз кәчүрмишини язғандин кейин, «әмди хатирҗәм өләләймән» дегәнликини тәкитләп өткән.

Йиғинда Әдилҗан Әбдуреһим «Уйғур Әдлия Архип Амбири» намидин сөз қилип, Уйғур регионидики бастурушниң пәқәтла 2014-жилидин эътибарән башланмиғанлиғи, бәлки Хитай коммунистлири һакимияткә кәлгәндин буян изчил давамлишип кәлгәнлики, китаптики гуваһлиқ һекайилириниң мушу узун тарихқа гуваһлиқ бәргәнликини билдүргән. Униң әйтишичә, «Уйғур Әдлия Архип Амбири» һазирғичә үч китап нәшр қилған болуп, гуваһлиқ һекайилири топланған бу китап нөвәттә русчиға тәрҗимә қилинмақта икән, шундақла униң хитайчә вә түркчә тәрҗимилирини нәшр қилиш ишиму планға олинған икән.

2012-жилидин 2016-жилиғичә Үрүмчидә яшиған вә Уйғур музыка тәтқиқати билан шуғулланған тәтқиқатчи Элис Андерсонму йиғинда сөз қилип, бу гуваһлиқлар бу мәсәлә үстидә тәтқиқат елип барғучиларға техи ашкара болмиған нурғунлиған ишларниң мәвҗутлиқини көрситип беридиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: «Биз билимиз дәп қарайдиған нәрсиләрниң ич йүзидә тәхиму көп нәрсиләр бар».

Элис Андерсон йиғиндин кейин «Көзәт»ниң мухбириға пикир баян қилип, санларниң арқисидики тәпсилатниң сиясәт бәлгилигүчиләргә тәсир көрсәтәләйдиғанлиқини тәкитлиди. У, қанун чиқарғучилар вә башқа қарар чиқарғучилар билан бирму-бир урашип бу һәқтә мәлумат беришни тәвсийә қилди. Униң әйтишичә, гуваһлиқларни һөҗҗәтлик материаллар вә статистикилиқ дәлилләр билан бирләштүрүш кәрәк икән. Элис Андерсон йәнә: «Тәшвиқот ишида бу ишқа четишлиқ һәр бир кишидин қайсарлиқ тәләп қилиниду,» деди.

Шималий Америкадики Уйғурларға роһий сағламлиқ ярдими беришни нишан қилған «Уйғур Сағламлиқ Программа» (Uyghur Wellness Initiative) орниниң программа директори Эльфидар Илтәбир «Көзәт»ниң зияритини қабул қилип, оқурмәнләргә статистикилиқ санлар әмәс, бәлки шәхсләрниң һекайилири тәсир қилидиғанлиқини әйтти. У «чоң өзгиришләр әдәттики кишиләрниң кичик һекайилиридин башлиниду,» деди.

«Уйғур Әдлия Архип Амбири» 2018-жили қурулған болуп, 2019-жили Норвегиядә мустәқил тәшкилат сүпитидә тизимға олинған. Бу орун Уйғурлар вә башқа түркий хәлқләрниң тутқун қилиниш әһвалини һөҗҗәтләштүрүш, уларниң гуваһлиқлирини топлаш ишлири билан шуғуллинип кәлмәктә. Бәхтияр Өмәрниң әйтишичә, «Уйғур Әдлия Архип Амбири» Америкадики Демократияни Илгири Сүрүш Фонди билан «Очуқ Техника Фонди» (Open Technology Fund) ниң ярдәм пули, шундақла ианә ярдәмлири билан өз мәшғулатини давамлаштурмақта икән. Бу китапниң уйғурчә нәшри Түркиядики Шәрқий Түркистан Тәтқиқат Мәркизиниң мәблиғи билан нәшр қилинған икән. Бу китапниң уйғурчә нәшри асосән муһаҗирәттики тор-алақә воситилиридә вә Истанбулдики тәшкилатлар арқилиқ тарқитилмақта икән. Бу китапниң уйғурчә вә инглизчә һәр икки тилдики нәшри Амазон тор базаридаму сетилмақта икән.

Бу йиғинда сөз қилғучилардин бир қанчә киши хәлқараниң Уйғур мәсилисигә болған диққитиниң суслап кәткәнликини әйткән. Уйғур Кишилик Һоқуқ Қурулуши (UHRP) дин Өмәр Қанат сөз қилип, 2022-жилидин буян бу мәсәлә һәққидә һечқандақ чоң хәлқаралиқ тәшәббус оттуриға қойулмиғанлиқини, Бейҗингның болса өзиниң тәшвиқати үчүн мухбирлар вә вәкилләр өмикини Уйғур региониға тәклип қиливатиғанлиқини билдүргән. Униң қаришичә, Уйғур Кишилик Һоқуқ Қурулуши билан Джордж Вашингтон Университети бу жил 9- вә 10-декабрь күнлири Вашингтонда мәхсус йиғин өткүзүп, Хитайниң Уйғур регионидики зор тутқун һәрикәтлириниң 10 йиллиғи вә хәлқараниң инкасини музакири қилидикән.

Мустәқил таратқу болған «Көзәт», бу қетимлиқ йиғинға наибханлиқ қилған, шундақла «Уйғур Әдлия Архип Амбири»ға мәбләғ бериватиған Америка Демократияни Илгири Сүрүш Фондиниң ярдимини алидиған хәвәр органидур.